Ирандики сайлам нәтиҗисидә махмуд әхмәди ниҗат президентлиққа сайланди
2005.06.26
Хәвәрләргә қариғанда ирандики президент сайлими ахирқи нәтиҗигә еришип, теһран шәһириниң башлиқи махмуд әхмәди ниҗатниң иранниң президентлиқиға сайланғанлиқи елан қилинди.
2003-Йилидин етибарән теһран шәһириниң башлиқлиқ вәзиписини өтәватқан махмут әхмәди ниҗатниң хәлқ ичидики тәсири анчә юқири вә кәң болмисиму, бирақ униң тәсир күчи зор һесаблинидиған консириватиплар гуруһиниң қоллишиға еришип, уларниң кәң хәлқни аваз беришкә қозғишидәк әвзәлликкә сазавәр болғанлиқи көрситилмәктә.
Әхмәди ниҗатниң иран президентлиқиға сайлиниши хәлқара җәмийәтниң болупму ғәрб дөләтлириниң диққитини қозғиған болуп, буниңдики сәвәб униң ғәрб билән болған мунасивәткә мөтидил муамилә қилишни тәшәббус қиливатқан сиясий гуруһларға қарши болған консириватиплар еқимиға мәнсуп болуши икән.
Бу мунасивәт билән әнгилийә ташқи ишлар вәзири баянат елан қилип, өзлириниң бу сайламға болған гумани вә әндишисини билдүргән һәмдә иран һөкүмитидин йеңи ташқи сиясий көз қаришини шәрһийләшни тәләп қилған .
Америка ташқи ишлар миниситирлиқи ирандики сайламға болған гуманини билдүргән болсиму, әмма америкиниң иранға тутқан позитсийисидә өзгириш болмайдиғанлиқини әскәрткән.
явропа иттипақи болса, иран һөкүмити билән инсан һоқуқини яхшилаш, атом енергийиси вә башқа саһәләр бойичә ортақ иш елип беришни илгири сүридиғанлиқини билдүргән.
Йеңи президент махмут әхмәди ниҗат өз баянатида "һәр бир дөләтләрниң өз алдиға мустәқил тәрәққий қилиш йоли барлиқи , шуңа иранниң америка билән мунасивәт орнутушиниң зөрүрийити йоқлиқи"ни шуниңдәк иранниң атом енергийиси пиланиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән. (Үмидвар)