Б д т ядро енергийә идариси иран ядро мәсилисидә сөһбәтләшмәкчи


2005.08.10

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ядро енергийә көзитиш идариси болған "хәлқара атом енергийә идариси" чаршәнбә күни иранниң ядро киризиси мәсилисидә йепиқ сөһбәт елип барди.

35 Дөләт вәкиллиридин тәркип тапқан мәзкур идарә, явропа иттипақиниң чақириқи астида бу сөһбәтни оюштурған болуп, улар иранни қандақ қилип ядро программисини әслигә кәлтүрүш қарарини тохтитишқа көндүрүш мәсилисидә музакириләшмәктә.

Бу арида иран даирилири хәлқараниң қаршилиқиға қаримастин, чаршәнбә күни хәлқара атом енергийә идариси печәтләп қойған ядро әслиһәләрни қайта қозғатқан. Атом енергийә идариси гәрчә бир қарарға келип болалмиған болсиму, лекин улар иранниң ядро әслиһәләрни қайта қозғутуш қилмишини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә сунуши мумкин. Чүнки бу орун җаза қоюш һоқуқиға игә.

Иран даирилири исфахандики ядро енергийә завутиниң уран айриш хизмитини әслигә кәлтүрүш қарарини дүшәнбә күни җакарлиған болуп, буниңға хәлқара җамаити қарши турди. Гәрчә иран өзлириниң ядро программисиниң пәқәт ядро електир истансисиға охшаш тинч йолдики саһәләргә ишлитилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма хәлқара җамаити болупму америка вә явропа иттипақи, иранниң ядро программисини, ядро қораллирини тәрәққий қилдурушқа ишлитиши мумкинликидин әндишә қилип кәлди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.