Хәлқара атом енергийә идариси иран ядро мәсилисидә қарар мақуллиди


2005.09.25

35 Дөләттин тәшкил тапқан хәлқара атом енергийә идариси иранниң ядро мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә сунуш еһтималлиқи тоғрисида бир парчә қарар мақуллиди. Бу қарар 22 авазниң қоллиши вә бир авазниң қарши чиқиши билән мақуллуқтин өтти. Қалған 12 дөләт болса, аваз бериш һоқуқидин ваз кәчти.

Мәзкур қарарда, иранниң ядро бихәтәрлик қоғдаш бәлгилимилиригә хилаплиқ қилғанлиқи көрситилгән болсиму, әмма улар иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә һазирла тапшурушни пиланлимиған.

Хәлқара атом енергийә идарисиниң баянатчисиниң билдүришичә, мәзкур идарә 11 -айда йәнә бир қетим бу һәқтә йиғин өткүзидиған болуп, буниңдин бурун иран мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә сунмай туридикән.

Иран вәкили бу беләт ташлашта һәммисиниң бирдәк пикиргә келип болалмаслиқиниң, америка билән әнглийә үчүн бир мәғлубийәт икәнликини ейтти. Әмма америка һөкүмити бу қарарни тәбрикләп, мәзкур беләт ташлаш нәтиҗисиниң "алдиға қарап бесилған бир чоң қәдәм" икәнликини билдүрди.

Шундақла әнглийә вә франсийә қатарлиқ дөләтләрму, атом енергийә идарисиға әза көп қисим дөләтләрниң бу қарарни қоллиғанлиқини тәбриклиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.