Америка пүтүн дөләтләрни иран билән ядро һәмкарлиқини тохтитишқа чақирди


2005.10.03

Америка һөкүмити, дүшәнбә күни дунядики пүтүн дөләтләрдин иран билән ядро һәмкарлиқини тохтитишни тәләп қилди. Америка һөкүмити бу тәләпни хәлқара атом енергийиси идарисиниң иранниң ядро программиси һәққидә елан қилған қараридин кейин оттуриға қойди.

Хәлқара атом енергийиси идариси -24 сентәбир күни иранниң ядро қоралларни тарқилишиниң алдини елиш келишимигә һөрмәт қилмиғанлиқини иниқлиғанлиқини билдүргән иди.

Сиясий анализчилар, хәлқара атом енергийиси идарисиниң мәзкур қарарини, иранниң атом мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишигә елип келишниң тунҗи қәдими дәп қаримақта.

Иранниң иттипақдиши болған русийә, өткән ай хәлқара атом енергийиси идарисиниң иранниң атом мәсилиси тоғрисидики қарариға аваз қошуштин өзини қачурған иди. Хәвәрләргә қариғанда, америка һөкүмити, иран билән болған ядро һәмкарлиқини тохтитиши үчүн русийә һөкүмитигә бесим ишләтмәктә.

Америка һөкүмити иранни ядро қорал ясашқа тиришиватиду дәп, әйиблимәктә. Әмма иран америкиниң бу әйибләшлирини рәт қилип, өзиниң ядро енергийиси техникисиға игә болуш һоқуқиға игә икәнликини тәкитлимәктә.

Бу арида, иран һөкүмити дүшәнбә күни, баянат елан қилип, әгәр америка иранниң ядро программиси мәсилисидә бесимини давамлаштуривәрсә, америкиниң мәнпәтлирини зиянға учритиш үчүн пүтүн күчини ишқа салидиғанлиқини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.