Иран президенти, ядро мәсилисидә хәлқара җамаәтниң бесимини рәт қилди


2006.02.01

Иран президенти мәһмут әхмәдиниҗат, хәлқара җамаәтниң иранниң ядро пиланини тохтитиш тоғрисидики бесимини рәт қилди. 31‏- январ күни, иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип бериш мәсилисидә хитай вә русийиниң мақуллуқини қолға кәлтүргән.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, иран билән кәң көләмлик иқтисадий келишимләр имзалиған русийә вә хитай иқтисадий мәнпәәтини қоғдаш үчүн америкиниң иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип бериш тәлипини рәт қилп кәлгән. Иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип бериш, бу дөләткә қарши иқтисадий имбарго йолға қоюшниң тунҗи қәдими һесаблинидикән.

Иран президенти әхмәдиниҗат 1‏- феврал күни парс қолтуқидики иранниң бушәһәр шәһиридә бәргән баянатида, иранниң 27 йил бурун мустәқилликкә еришкәнликини, ядро мәсилисидә өзиниң һоқуқлириға толуқ еришкәнгә қәдәр күришини давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. У сөзидә, дөлитимизниң дунядики бәзи дөләтләрниң попозиси түпәйлидин арқиға чикиниши мумкин әмәс, деди.

Хәлқара атом енергийә идариси, 2‏- феврал күни җиддий йеғин өткүзүп, иран ядро мәсилисини бихәтәрлик кеңишигә хәвәр қилиш, қилмаслиқ мәсилисини музакирә қилиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.