Иран, атом енергийә идариси билән һәмкарлишишни тохтатти
2006.02.05
Хәлқара атом енергийә идариси иранниң ядро мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң бир тәрәп қилишиға сунушни қарар қилғандин кейин, иран һөкүмити һазир бу идарә билән болған барлиқ халисанә һәмкарлиқларни тохтатти.
Иран ташқи ишлар министири манушәһр моттаки йәкшәнбә күни теһранда ечилған мухбирларни күтивелиш йиғинида, иранниң хәлқара атом енергийә идариси билән нәччә йиллардин буян елип бериватқан барлиқ халисанә һәмкарлиқларни тохтитидиғанлиқини, әмма ядро кеңәйтмәслик шәртнамисиға давамлиқ риайә қилидиғанлиқини билдүрди.
Техи буниң алдида иран ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хәмид реза асефи, гәрчә атом енергийә идариси шәнбә күни иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә тапшурушни қарар қилсиму, лекин иран һөкүмитиниң йәнила сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүргән иди.
Иранниң ядро программисини әслигә кәлтүрүшигә күчлүк қарши турған америкиниң президенти җорҗ W буш хәлқара атом енергийә идариси чиқарған бу қарарниң, дунядики һәр қайси дөләтләрниң иранниң ядро қоралларға игә болушиға қарши туридиғанлиқини әкис әттүридиғанлиқини билдүрди. Әмма русийә дөләт мудапиә министири сергей иванов йәкшәнбә күни германийидә, иранға җаза қоллинишниң үнүмлүк чарә икәнликидин гуман қилидиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран б д т хәвпсизлик кеңишиниң бир тәрәп қилишиға тапшурулиду
- Иран мәсилиси мурәккәпләшмәктә
- Иран президенти, ядро мәсилисидә хәлқара җамаәтниң бесимини рәт қилди
- Б д т хәвпсизлик кеңишидики дөләтләр иран ядро кризиси мәсилисидә бирликкә кәлди
- явропа иттипақиниң иран билән болған сөһбити нәтиҗисиз аяқлашти