Иран уран тавлаш мәшғулатини әслигә кәлтүрди
2006.02.14
ядро сөһбитигә мәсул юқири дәриҗилик иран вәкилиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, иран кичик көләмлик уран тавлаш мәшғулатини рәсмий әслигә кәлтүргән. Мәзкур әмәлдар, иранниң натанз районидики ядро әслиһәси рәсмий мәшғулат башлиғанлиқини җакарлиди. Әмма шуниң билән биргә иран алий дөләт хәвпсизлик комитетиниң муавин секритари җавад ваһиди, теһранниң - 20 феврал күни русийигә бир вәкилләр өмики йоллайдиғанлиқини вә иран уранлирини русийә земинида тавлаш пилани үстидә музакирә елип баридиғанлиқини билдүрди.
Хәлқара атом ениргийә идариси иран ядро мәсилисини б д т хәвпсизлик кеңишиниң бир тәрәп қилишиға йоллиғандин кейин, иран русийә зиминида уран тавлаш пилани үстидә музакирә елип беришни тохтатқан вә уран тавлаш мәшғулатини әслигә кәлтүридиғанлиқини җакарлиған иди.
Җавад ваһиди, " президент парламентниң тәстиқи билән ядро мәшғулатини әслигә кәлтүрүш буйруқи чүшүрди " дәйду. Буниң алдида иран парламенти бир қанун мақуллап, әгәр хәлқара атом енергийә идариси иранни хәвпсизлик кеңишигә тапшурса, ядро мәшғулатини әслигә кәлтүрүшни қарар қилған. Иранниң һәрикити тәрәпләрни әндишигә салмақта.
Көзәткүчиләрниң әскәртишичә, иран америкиниң сәвр - тақитини ташуриватиду. " Бүгүнки америка" гезитиниң әң йеңи хәлқ райини синаш нәтиҗисидә көрситилишичә, рай синаш йоқлимисиға қатнашқан америка пуқралириниң 60 % и иран ядро қораллириға еришсә, америкиға қарши ишлитиду, дәп қариған. Лекин ваһиди, иранниң кәң көләмлик уран тавлаш мәшғулати башлиғанлиқини инкар қилди. Әмма веаннадики дипломатлар иранниң ядро қораллирини ишләпчиқиралайдиған уран тавлаш мәшғулатини башлиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран, атом енергийә идариси билән һәмкарлишишни тохтатти
- Иран б д т хәвпсизлик кеңишиниң бир тәрәп қилишиға тапшурулиду
- Иран мәсилиси мурәккәпләшмәктә
- Иран президенти, ядро мәсилисидә хәлқара җамаәтниң бесимини рәт қилди
- Б д т хәвпсизлик кеңишидики дөләтләр иран ядро кризиси мәсилисидә бирликкә кәлди