Иран парламентиниң муһим әрбаби бихәтәрлик кеңишигә әза дөләтләрни зиярәт қилмақчи


2006.02.19

Иран парламентиниң бир нәпәр муһим әрбаби йеқинда б д т бихәтәрлик кеңишигә әза америкидин башқа дөләтләрни мәхсус зиярәт қилип, иранниң ядро пилани мәсилисини музакирә қилиду. Әмма, иран бу зиярәтниң күн тәртипини техи елан қилмиған.

Америка авазиниң иран ахбарат васитилиридин нәқил кәлтүрүшичә, мәзкур зиярәт бихәтәрлик кеңишиниң 3-айниң 6-күни ачидиған йиғинидин бурун әмәлгә ешиши мумкин икән. Буниңдин илгири хәлқара атом енергийиси оргини иранниң ядро пилани мәсилисини бихәтәрлик кеңишиниң һәл қилишиға тапшурған болсиму, әмма иран уран тавлашни күчәйтидиғанлиқини билдүргән иди.

3-Айда ечилидиған йиғинда бихәтәрлик кеңиши америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң иранниң ядро пилани һәққидики әйибләшлирини аңлайду һәмдә ахирида қарар чиқириду. Иран өзигә пайдисиз қарарларниң чиқирилишидин әндишә қилип, униң алдини елишқа һәркәт қиливатқан болуши мумкин икән.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.