Русийә иранға һәрбий һәрикәт қоллинишқа қарши чиқти


2006.05.16

Русийә ташқи ишлар министири сирги лавроф бейҗңда хитай рәһбәрлири билән учрашқандин кейин, русийә вә хитай ядро программиси мәсилисидә иранға қарши һәрбий һәрикәт қоллинишни қәтий қобул қилмайду, деди.

Лавроф сәйшәнбә күни мухбирларға бәргән баянатида, бизниң қаришимизчә, иранни ялғур қалдурмаслиқ һәмдә униңға бесим ишләтмәслик керәк. Бундақ һәрикәт аммивий қирғинчилиқ характерлик қоралларниң тарқилишиниң алдини алалмиғандә, тәтүр тәсирму берип қойиду, дегән.

Русийә ташқи ишлар министириниң бу баянати, америка һөкүмитиниң ядро мәсилиси түпәйлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин иранға қарита иқтисадий җаза йолға қоюш вәя һәрбий һәрикәт елип бериш тоғрисида бир қарар чиқириш үчүн дипломатийә паалийитини күчәйткән бир мәзгилгә тоғра кәлди. Хитай вә русийиниң қарши туруши бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң иран ядро мәсилисидә бир қарар қобул қилишиға тосқунлуқ қилмақта.

Русийә ташқи ишлар министири шундақла, русийә вә хитайниң шималий корийә ядро мәсилисидиму охшаш көз қарашқа игә икәнликини,шуңа бу мәсилисиниңму һәрбий күч ишләтмәстин бир тәрәп қилинишини халайду, деди.

Лекин у иранни тәнқид қилип, иран һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати атом енергийси идариси билән техиму көп һәмкарлишиши керәкликини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.