Иранниң диний рәһбири иран ядро программисини давамлаштуриду, деди
2006.08.21
Дүшәнбә күни, иранниң диний рәһбири айәтулла әлий хамәний иранниң ядро енергийисигә еришиш үчүн елип бериватқан паалийитини изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүрди. Иран телевизийисиниң хәвәр қилишичә, хамәний "иран ислам җумһурийити ядро енергийиси тоғрисида қарар берип болди", дегән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңиши ирандин 31- авғуст күнигичә уран тавлаш паалийитини тохтитишини тәләп қилип, әгәр уран тавлаш паалийитини тохтатмиса, иранға қарши имбарго йолға қойдиғанлиқини билдүргән иди.
Иранниң диний рәһбири айәтулла хамәний, иран дөләт апаратида әң күчлүк киши һесаблиниду. Сиясий мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, униң иранниң ядро паалийити һәққидики сөзлири, иран һөкүмитиниң б д т ниң тәлипини қобул қилмайдиғанлиқини көрситидикән.
Америка, русийә, франсийә, әнгилийә вә германийә қатарлиқ дөләтләр июн ейида иранға бир тәклип сунуп, әгәр уран тавлаш паалийитини тохтатса, бу дөләткә иқтисадий җәһәттин ярдәм беридиғанлиқини билдүргән иди.
Б д т ниң баш катиби кофи анан йәкшәнбә күни, иран һөкүмитини ғәрб дөләтлири , русийә вә хитайниң тәклипигә иҗабий җавап қайтурушқа чақирди. Кофи анан, иран ядро мәсилисиниң тоғра бир тәрәп қилинишиниң һәм районниң һәмдә дуняниң муқимлиқи үчүн муһим бир мәсилә икәнликини билдүрди. (Қанат)