Иран өзиниң атом программисини дадиллиқ билән давамлаштуридиғанлиқини билдүрди
2006.10.11
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, иран президенти әхмәди ниҗат 10 - өктәбир күни америкини шималий корийиниң ядро синиқи елип барғанлиқиға қарита қаттиқ позитсийидә болғанлиқини әйиблигән. Шундақла, иран өзиниң иззәт -һүрмити үчүн атом программисини дадиллиқ билән давамлаштуруверидиғанлиқини билдүргән.
С н н ниң хәвәр қилишичә, исраилийә шималий корийиниң ядро синиқи елип барғанлиқидин, иккинчи қәдәмдә шималий корийиниң ядро тәһдити оттура шәрққә йетиш келишидин әнсирәватқанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, иран һөкүмитиниң баянатчиси ғолам һүсийин елһам әпәнди мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, гәрчә 'иран кәң даирилик қирғинчилиқ қилидиған қоралларға , болупму ядро қораллириға қәтий қарши туриду' дегән болсиму, әмма у шималий корийә тәрәққи қилдуруватқан қораллар буниң ичигә киридиған яки кирмәйдиғанлиқини ениқлимиған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай иран ядро мәсилисиниң сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилинишини халайдикән
- Иран уран тавлаш паалийитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә
- Иран америкиниң ядро мәсилиси түпәйлидин иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш тәһдитини тәнқид қилди
- Русийә нөвәттә иранға қарши имбарго йолға қоюлишиға қарши чиқти
- Иранниң диний рәһбири иран ядро программисини давамлаштуриду, деди