Иран президенти ғәрбниң бесимиға боюн әгмәйдиғанлиқини билдүрмәктә
2006.10.23
Иран президенти мәһмут әхмәди ниҗат дүшәнбә күни "әгәр ғәрб дөләтлири иранни сиясий бесим арқилиқ ядро пиланидин вазкәчүрүмиз дәп ойлаватқан болса, қаттиқ хаталишиду", дегән.
Иран б д т бихәтәрлик кеңишиниң ядро пиланини тохтитиш тоғрисидики қарариға бойсунмиғанлиқи үчүн, б д т иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюши мумкин. Хәвәрләргә қариғанда нөвәттә франсийә, әнгилийә вә германийә бихәтәрлик кеңишигә сунуш үчүн бир қарар лайиһиси тәйярлаватқан болуп, лекин иран һөкүмити, қандақ болушидин қәтийнәзәр ядро пиланини давамлаштуридиғанлиқини баян қилмақта.
Иранда ядро мәсилси шундақла башқа мәсилиләрдә ахирқи қарарни беридиған киши иранниң диний рәһбири айәтулла хамәни. Лекин уму президент әхмәди ниҗатқа охшаш иранниң ядро пиланидин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
Иран ядро пиланиниң енергийә қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитлимәктә. Әмма ғәрб дөләтлири иранниң асаслиқ мәқсидиниң ядро қоралға еришиш икәнликини баян қилмақта.
Франсийә, әнгилийә вә германийә, иранға қарши қаттиқ иқтисадий җаза йолға қоюлуши үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан америка билән бирликтә бихәтәрлик кеңишигә сунуш үчүн бир қарар лайиһиси тәйярлимақта. Иранниң әң муһим иқтсадий шериклири һесабланған русийә вә хитай болса, иранға қарши иқтисадий имбарго йолға қоюшқа қарши чиқиватиду. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран өзиниң атом программисини дадиллиқ билән давамлаштуридиғанлиқини билдүрди
- Хитай иран ядро мәсилисиниң сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилинишини халайдикән
- Иран уран тавлаш паалийитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә
- Иран америкиниң ядро мәсилиси түпәйлидин иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш тәһдитини тәнқид қилди
- Русийә нөвәттә иранға қарши имбарго йолға қоюлишиға қарши чиқти