Иран әмәлдари иранни әйиблигән һәр қандақ бир дөләтниң өзиниң қилмишидин пушман қилидиғанлиқини билдүрди


2007.01.07

Америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, йәкшәнбә күни иран ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси әнгилийә гезитиниң исраилийиниң иранниң уран тавлаш орунлириға һуҗум қилиш пилани һәққидики учуриға инкас қайтуруп, мәзкур учурда көрситилгән исраилийиниң һәқиқий түрдә дуня тинчлиқиға нисбәтән асасий тәһдит икәнликини тәкитлигән.

Әнгилийә мәтбуати исраилийиниң икки һава армийә әтритиниң узун мусапиға учуш мәшиқи елип барғанлиқини, исраилийиниң мәқситиниң йәр асти қорал базилирини гумран қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини елан қилған болуп, исраилийә бу учурни рәт қилған.

Исраилийә билән иран арисидики зиддийәтләр өткүр болуп, иран президенти махмуд әхмәди ниҗат бир қанчә қетим исраилийини йәр йүзидин йоқ қилиш пикирлирини оттуриға қойған. Ғәрб дөләтлириму иранниң ядро пиланиниң исраилийигә қаритилиши мумкинликини көрситишкән иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.