Иран сөһбәт арқилиқ ядро пиланини сақлап қалмақчи


2007.02.11

Иран президенти махмуд әхмәди ниҗат йәкшәнбә күни ғәрб мәмликәтлири билән сөһбәт қилиш арқилиқ ядро пиланидики ихтилапларни һәл қилишни халайдиғанлиқини билдүрди.

Әнгилийә б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, иран ислам инқилабиниң ғалибийәт күнини хатириләш мурасимида сөз қилған әхмәди ниҗат бу пикирни билдүргән болсиму, лекин у иранниң ядро пиланидин қәтий ваз кәчмәйдиғанлиқини әскәртип, ядро пилани мәсилисидә йол қоюшниң дөләт мәнпәәтигә хилап қилмиш икәнликини тәкитлиди.

Америка авази радиосиниң учуридин қариғанда, иранниң ядро пилани мәсилиси германийиниң миюнхен шәһиридә өткүзүлгән дуняви бихәтәрлик мәсилилири йиғинидики асаслиқ музакирә темиси болған.

Иран ядро мәсилиси бойичә сөһбәт вәкили лариҗани йиғинда теһранниң оттура шәрқ вәзийитини җиддийләштүриветишни халимайдиғанлиқини билдүрүп, сөһбәт арқилиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати ядро пиланлирини көзитиш оргини билән болған талаш-тартишлиқ мәсилиләрни һәл қилиш лайиһиси тәйярлиши мумкинликини оттуриға қойған. Чүнки, б д т атом пилани оргини иранни ядро пилани бойичә тәнқид қилип, иранға беридиған бир қисим ярдәмләрни тохтитип қойған иди.

Ғәрб дөләтлири миюнхендики бу икки күнлүк дуня бихәтәрлик йиғинидин пайдилинип, иран билән нарәсмий шәкилдә соһбәт өткүзүш арзусини билдүргән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.