Иран бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә рәт қилди
2007.02.20
Иран президенти әхмәди ниҗад бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәни хәлқараниң иранға болған ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә бир қетим рәт қилди.
Сәйшәнбә күни, иран президенти әхмәди ниҗад иранниң шималий райониға җайлашқан гиланда ечилған бир қетимлиқ йиғинда қилған сөзидә, пәқәт башқа дөләтләр өзиниң уран тавлаш һәрикитини тохтатқандила, андин иранму тохтитиду - дәп билдүрди. У йәнә иранниң мәйданини тәкитләш билән бир вақитта, иранниң, ядро мәсилиси һәққидики сөһбитини шәртсиз әслигә кәлтүрүшкә һәр заман тәйяр икәнликини көрсәтти.
Бундин илгири, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ирандин 2 - айниң 21 - күнигичә болған вақит ичидә, уран тавлаш һәрикитини тохтитишини тәләп қилған. Лекин иран дәл бу күнниң йетип келишидин бир күн бурун, өз мәйданини билдүрүп, б д т ниң ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә бир қетим рәт қилди.
Өткән йилиму иран бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики тәлипигә бойсунмиған һәмдә мәзкур сәвәб түпәйлидин, б д т тәрәптин берилгән иқтисадий җазаға дуч кәлгән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран сөһбәт арқилиқ ядро пиланини сақлап қалмақчи
- Иран әмәлдари иранни әйиблигән һәр қандақ бир дөләтниң өзиниң қилмишидин пушман қилидиғанлиқини билдүрди
- Иран президенти б д т ниң қарарини әйиблиди
- Иран мәсилиси һәққидики йиғин 5-декабир күни ечилиду
- Иран президенти иранға қарши йолға қоюлидиған һәрқандақ имбаргоға җаваб қайтуридиғанлиқини билдүрди