Иран президенти ядро пиланини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди
2007.02.23
Хәлқара атом енергийә идариси пәйшәнбә күни б д т ға иран хәвпсизлик кеңишиниң уран тавлашни тохтитиш һәққидики тәлипигә қулақ салмиғанлиқини уқтурған вә шуниңдин бир күн өткәндин кейин, иран президенти махмуд әхмәди ниҗат, иранниң ядро программисини давамлиқ йолға қойидиғанлиқини җакарлиди.
Әхмәди неҗат җүмә күни иран телевизийисидә сөзқилип, иран ғәрб әллириниң бесимиға тиз пүкүп, ядро мәшғулатини тохтатмайдиғанлиқини вә иранниң қаршилиқи алдида ғәрб әллириниң бу тәлипидин ваз кечидиғанлиқини билдүрди.
Б д т хәвпсизлик кеңишиниң иранға бәргән уран тавлаш мәшғулатини тохтитиш вақит чәклимиси чаршәнбә күни тошқан иди. Шу күни хәлқара атом енергийә идариси хәвпсизлик кеңишигә доклат йоллап, иранниң уран тавлашни тохтатмиғанлиқини билдүрди. Б д т хәвпсизлик кеңиши өткән йили 12 - айда қарар мақуллап, иранниң ядро мәшғулатини тохтитишиға 60 күнлүк сүрәк бәргән шундақла әгәр ядро мәшғулатини тохтатмиса, еғир имбаргоға учрайдиғанлиқини агаһландурған иди.
Ғәрб әллири иранниң ядро қораллар ишләпчиқириш пилани барлиқини әскәртсиму, лекин иран ядро мәшғулатиниң електир енергийиси ишләпчиқириш икәнликини билдүрмәктә. Хәвәрләргә қариғанда хәвпсизлик кеңишидики 5 әза дөләт билән германийә, дүшәнбә күни лондонда иранға имбарго қоюш мәсилисини музакирә қилиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири
- Иран бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ядро һәрикитини тохтитиш тәлипини йәнә рәт қилди
- Иран сөһбәт арқилиқ ядро пиланини сақлап қалмақчи
- Иран әмәлдари иранни әйиблигән һәр қандақ бир дөләтниң өзиниң қилмишидин пушман қилидиғанлиқини билдүрди
- Иран президенти б д т ниң қарарини әйиблиди