6Чоң дөләтниң хадимлири германийиниң берлин шәһиридә бир ариға келип, нөвәттә әң сәзгүр мәсилиләрдин бири дәп қариливатқан иранниң ядро мәсилиси һәққидә елип баридиған музакирисини башливәтти.
Пәйшәнбә күни башланған мәзкүр сөһбәткә германийә һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, бихәтәрлик кеңишигә әза дөләтләрдин америка, франсийә, әнгилийә, русийә вә хитайниң алий дәриҗилик ташқи дипломатийә хадимлири қатнишидикән.
Б д т ниң бихәтәрлик кеңиши йеқинда қарар чиқирип, иранниң 23 - майдин бурун, ядро қораллири үчүн ишлитилидиған уран тавлаш һәрикитини қәтий тохтитишини қарар қилди.
Илгири б д т, иранниң бихәтәрлик кеңишиниң уран тавлаш һәрикитини тохтитиш һәққидики қарарини мәңситмәй, өз мәйли буйичә давамлаштуруватқан уран тавлаш һәрикитидин нарази болуп, иранға қарита иқтисадий имбарго йүргүзгән иди.
Мөлчәрләргә қариғанда, мушу айниң ахирилири, иранниң ядро мәсилилири буйичә баш вәкили, лариҗани билән яврупа иттипақиниң ташқи ишлар мәсули сурана техиму ичкирилигән асаста сөһбәт елип баридикән.
Иранниң уран тавлаш мәсилиси, хәлқарада узундин бери һәл болмай келиватқан муһим мәсилиләрдин бири һесабланмақта.(Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Генерали вилям фалон: иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни халаймән
- Әхмәди ниҗат 4 - април күни әнгилийиниң 15 әскирини қоюп бәргәнликини җакарлиди
- Буш иранниң әнгилийә тутқунлирини қоюп беришни тәләп қилди
- Иран билән әнгилийә оттурисидики мунасивәт җиддиләшмәктә
- Иран ғәрб дөләтлирини иранға һуҗм қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Теһран б д т ниң қарарини мәңситмигәндин кейин хитайниң қоллишиға еришмәктә
- Иран президенти ядро пиланини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди
- Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири