Иран хитайда истратегийилик нефит записи амбири қуруш пилани үстидә хитай билән сөһбәтләшмәктә
2007.06.11
Иран нефит министири казәм вәзири-һаманәһниң дүшәнбә күни ашкарилишичә, ғәрб әллири иранға қарита еғирлитип иқтисадий җаза қоллиниш тоғрисида муһакимә елип бериватқан пәйттә, иран нефитлирини хитайға истратегийилик амбарлаштуруш вә асияниң башқа җайлирида нефит записи амбарлири қуруш һәққидә хитай билән сөһбәтләшмәктә икән.
Униң билдүрүшичә, дунядики 4- чоң нефит експорт дөлитиниң, дунядики иккинчи чоң нефит истимал қилғучи дөләткә истратегийилик нефит амбири қуруш пилани сөһбити давам әтмәктә икән.
У малайсияда ечилған асия нефит вә тәбиий газ муһакимә йиғини җәрянида мухбирларға мундақ деди: "бизниң пиланимиз бар. Биз хитайға нефит записи амбири қуруш һәққидә хитайлар билән сөһбәт елип бериватимиз"
Рейтер агентлиқиниң 11- июндики хәвиридә ашкарилишичә, хитайлар һазир җенхәй 33 милйон барриллиқ тунҗи нефит амбирини тошқузуп болған болуп, һазир йәнә авшәндики 100 милйон барриллиқ иккинчи чоң истратегийилик нефит амбирини 2008-йили май ейиға қәдәр тошқузуп болидикән.
Казәм вәзири-һаманәһниң ейтишичә, иран һазир йәнә, һиндонезийә, сингапор сүрийә вә малайшия қатарлиқ дөләтләр билән нефит айриш завути қуруш сөһбити елип бармақта икән. Лекин, у бу сөһбәтләр һәққидә тәпсили тохталмиған.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 6 Дөләт берлинда иран ядро мәсилиси музакирисини башливәтти
- Генерали вилям фалон: иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни халаймән
- Русийиниң түркмәнистан тәбий гази үстидики контроллуқи давамлишиду
- Әхмәди ниҗат 4 - април күни әнгилийиниң 15 әскирини қоюп бәргәнликини җакарлиди
- Буш иранниң әнгилийә тутқунлирини қоюп беришни тәләп қилди
- Иран билән әнгилийә оттурисидики мунасивәт җиддиләшмәктә
- Иран ғәрб дөләтлирини иранға һуҗм қилмаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Теһран б д т ниң қарарини мәңситмигәндин кейин хитайниң қоллишиға еришмәктә
- Иран президенти ядро пиланини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди
- Иранниң һәрбий һуҗумға учраш яки учримаслиқиниң аламәтлири