Иран америкиниң ядро мәсилиси түпәйлидин иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш тәһдитини тәнқид қилди
2006.08.28
Дүшәнбә күни иран америкиниң ядро мәсилиси түпәйлидин иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш тәһдитини қаттиқ тәнқид қилди. Америка һөкүмити, әгәр иран б д т бихәтәрлик кеңиши тәрипидин бәлгилигән 31- авғуст күнигичә уран тавлаш паалийитини тохтатмиса, б д т ниң қарарини күтмәйла иран қарши иқтисадий җаза йолға қойидиғанлиқини билдүргән.
Америкиниң б д т дики әлчиси җон балтон бәргән баянатида, америка һөкүмитиниң иранға қарши имбарго йолға қоюш тоғрисида б д т бихәтәрлик кеңиши әзалириниң қоллишиға еришидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини, әмма әгәр бихәтәрлик кеңиши әзалирини бу һәқтә қайил қилалмиса, өзи бир тәрәплимә һәрикәт қилишқа тәйяр икәнликини тәкитлигән.
Иран һөкүмәт баянатчиси ғулам һөсәйин илһам теһранда мухбирларға бәргән баянатида, америка әлчисиниң сөзлирини тәнқид қилип, бу баянат һәм б д т һәм бихәтәрлик кеңиши үчүн бир һақарәт һесаблиниду. Бу попоза вә принсипсизликтин келип чиққан сөзләр, деди.
Б д т бихәтәрлик кеңиши иранға уран тавлаш паалийитини тохтитиши үчүн 31- авғуст күнигичә вақит бәргән иди. Лекин иран бу мәсилисидә ғәрб дөләтлири билән җиддий сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүргән болсиму, әмма уран тавлаш паалийитини тохтитиш тоғрисида техи ениқ бир җаваб бәрмиди. (Қанат)