Хәлқара җәмийәт иран мәсилисини қайта баһалиши мумкин
2007.12.04
Дүшәнбә күни америка мәркизи ахбарат идариси, америкиниң 16 ахбарат оргининиң иран ядро техникиси һәққидики ахбаратлири үстидин баһалаш доклати елан қилди. Мәзкур доклатта, иран буниңдин төт йил бурунла,йәни 2003 - йили хәлқара җәмийәтниң бесими билән ядро қораллирини ишләпчиқириш пиланини бикар қилған вә 2007 - йилиниң оттурилириға қәдәр бу һәқтә қайта һәрикәт башлимиған дәп җәзим қилинған.
Шундақла мәзкур баһалаш доклат нәтиҗисидә, иранниң қайта ядро техникисидин пайдилинип қорал ясаш шараитиниң йоқлуқини, әгәр теһран ядро қораллирини қайта ясашни бекиткән тәқдирдиму, ядро қорал техникисини тәтқиқ қилишиға аз дегәндә сәккиз йил кетидиғанлиқини ишәнч билән оттуриға қойған.
Америкиниң иран ядро мәсилиси һәққидики бу йеңи доклати иранниң қизғин алқишлишиға еришкән болуп, иран ташқи ишлар министири мутәққи бу һәқтә мәхсус телевизийә нутқи берип " һәр қандақ дөләтниң иранға қарита позитсийисини өзгәртишини қарши алимиз, иранниң 2003 - йилидин илгириму ядро қорал ясаш мәқсити йоқ иди " дәп билдүргән. Һалбуки америка, әнгилийә һәмдә франсийә қатарлиқ дөләтләр йәнила иран ядро техника тәрәққиятидин әндишә қиливатқан болуп, улар йәнила иранға қарита бесимини давамлаштуруши мумкин.
Көзәтчиләр, " бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидә америка иранға қарита йәниму қаттиқ қорал һәм иқтисади имбарго қоллинишни қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан бир пәйттә, елан қилинған бу ахбарат баһалаш доклати, нөвәттә хәлқара җәмийәтниң иран ядро мәсилисигә қайта баһа беришигә сәвәб болуши мумкин"дәп қаримақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кандилиза райс: исраилийә билән пәләстинниң тинчлиқи америкиниң мәнпәәтигә уйғун
- Оттура шәрқ тинчлиқ сөһбити башланди
- Франсийә хитайға икки ядро реактори ясап бәрмәкчи
- Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
- Америка пуқралири иран билән хитайни әң хәтәрлик тәһдит дәп қарайду
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Исраилийә хитайниң иран мәсилисидә һәл қилғуч рол ойнайдиғанлиқини билдүрди
- Америка иранға илгирилигән һалда имбарго қойди
- Путин америкиниң иранға һәр қандақ бир һәрбий һәрикәт қоллинишни қоллимайдиғанлиқини билдүрди