Б д т хәвпсизлик кеңишидики дөләтләр иран мәсилисидә пикир бирликигә келәлмиди


2006.05.09

Б д т хәвпсизлик кеңишигә даимий әза 5 дөләт вә германийә ташқи ишларминистирлири сәйшәнбә күни б д т ниң ню - йорктики баш штабида иран ядро пиланини қандақ һәл қилиш мәсилиси бойичә сөһбәт елип барди, лекин тәрәпләр пикир бирликигә келәлмиди.

Америка әмәлдарлириниң әскәртишичә, хәвпсизлик кеңишиниң иран мәсилисидики қарари тоғрисида келишим һасил қилиш мумкинчилики азаймақта. Әмма 6 дөләт ташқи ишлар министирлири иран ядро қоралларға игә болмаслиқи керәк, дегән мәсилидә пикир бирликигә кәлгән. Лекин хитай ташқи ишлар министири лю җавшиң билән русийә ташқи ишларминистири лавров хәвпсизлик кеңишиниң нүвәттики қарариға қарши турди. Уларниң әскәртишичә, бу қарар ахири берип иранға һәрбий һәрикәт қоллинишни кәлтүрүп чиқириши мүмкин.

Америка тәрәп хәвпсизлик кеңишиниң иран мәсилиси бойичә бу һәптә ичидә келишим һасил қилиш мумкинчилики қалмиди,дәп қаримақта. Буниң сәл алдида иран президенти әхмәдиниҗад президент бушқа хәт язған. Гәрчә иран даирилири әхмәдиниҗадниң хетини дипломатийә җәһәттики бир пурсәт, дәп қариған болсиму, лекин америка әмәлдарлириниң әскәртишичә, иран президентиниң хетидә ядро пиланини һәл қилиш мәсилиси бойичә конкрет бир тәклип оттуриға қоюлмиған.

Хитайниң б д т да турушлуқ вәкили ваң гуаңя, хитай һөкүмити д т т ниң 7 - маддисини иранға ишлитишкә қарши туридиғанлиқини билдүрди. Иран дөләт хәвпсизлик комитетиниң секритари али лариҗани, хитай билән русийиниң мәйданини " риялистик" позитсийә, дәп махтиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.