Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири иран мәсилисини музакирә қилиду

Хитай билән русийиниң йитәкчиликидики шаңхәй гуруһиға әза дөләтләр 15- май күни хитайниң шаңхәй шәһиридә ташқи ишлар министирлири йиғини чақирип, иран ядро пилани қатарлиқ мәсилиләр бойичә музакирә елип бариду.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчавниң әскәртишичә, русийә,җуңго, қазақиситан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан ташқи ишлар министирлириниң күнтәртипи, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу йил 6 - айда чақирилидиған башлиқлар йиғини үстидә музакирә елип беришни өз ичигә алидикән.

Лю җйәнчав сәйшәнбә күни мухбирларға "бу дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири тәрәпләр ортақ көңүл бөлидиған район характерлик вә хәлқара мәсилиләрдә өз ара пикир алмаштуруш вә һәмкарлиқини қандақ қилип техиму чоңқурлаштуруш бойичә сөһбәт елип бариду " деди.

Лю җйәнчавниң әскәртишичә, әгәр тәрәпләр қошулса иран мәсилиси үстидә музакирә елип беришқа болидикән. Иран шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчи әзаси. Лекин лю җйәнчав, бу қетимқи йиғинға иран ташқи ишлар министири манучеһир маттақиниң қатнишидиған яки қатнашмайдиғанлиқини ашкарилашни рәт қилди.

Лю җйәнчавниң әскәртишичә, бу арида русийә ташқи ишлар министири сергей лавров бейҗиңда ташқи ишлар министири ли җавшиң вә хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән сөһбәт елип баридикән. Русийә билән хитай иранни ядро пиланидин ваз кәчтүрүш мәсилисидә америкиниң тәклипигә қарши чиқмақта. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org