Иран икки хитай җасусиниң қолға елинғанлиқини елан қилди
2007.08.16
Иран әдлийә даирилири чаршәнбә күни иранниң һәрбий вә ядро әслиһәлиригә мунасивәтлик ахбарат топлаш паалийити билән шуғулланған икки нәпәр хитай җасусиниң қолға елинғанлиқини елан қилди. Бу иран даирилириниң хитай пуқралирини тунҗи қетим җасуслуқ паалийити елип бериш билән әйибләп қолға елиши болуп һесаблиниду.
Иран әдлийә министирлики баянатчиси җәмшиди, икки нәпәр хитай пуқраси иранниң оттура қисмидики арак шәһири әтрапиға җайлашқан һәрбий вә ядро әслиһәлирини рәсимгә тартқан һәм синалғуға алғанлиқини вә шу сәвәблик қолға елинғанлиқини билдүрди. Иранниң арак шәһиридә қурулуватқан ядро әслиһәси хәлқарада талаш тартиш қозғаватқан қурулушларниң бири болуп, иран бу сәвәблик ғәрб дөләтлириниң имбарго тәһдитигә дуч кәлмәктә.
Җәмшидиниң әскәртишичә, бу икки хитай пуқраси саяһәтчиләр қияпитидә иранниң қиш арилидики саяһәт мәнзилгаһиға келип бу йәрдин оттура қисимдики арак шәһиригә барған. Иран һазирғичә америка вә әнгилийә қатарлиқ дөләтләрни иранда җасуслуқ паалийәтлири елип бармақта, дәп әйибләп кәлгән болсиму, лекин хитай билән болған дипломатик мунасивити наһайити яхши иди.
Хитай ташқи ишлар министирлики бу вәқәни, иранниң дөләт әһвалини чүшәнмәйдиған бәзи җуңго саяһәтчилириниң ирандики иқтисадий, сиясий вә һәрбий җәһәттә сәзгүр районларни рәсимгә тартқанлиқи сәвәблик сақчилар тәрипидин тутуп қелиниш вәқәси, дәп елан қилди. Иранниң қиш арили парис қолтуқидики мәшһур саяһәт мәнзилгаһи болуп, иран даирилири икки хитай саяһәтчиниң немә үчүн қиш арилидин 700 километир мусапини бесип, иранниң оттура қисмидики арак шәһиригә барғанлиқини ашкарилимиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка тәвқәликидики хитай инженир җасуслуқ қилғанлиқини иқрар қилди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- FBI Хитайниң америкидики ахбарат паалийитини йеқиндин күзәтмәктә
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
- Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати ирандин яш - өсмүрләрни қәтлиам қилишни тохтитишни тәләп қилди
- Иран хитайда истратегийилик нефит записи амбири қуруш пилани үстидә хитай билән сөһбәтләшмәктә
- 6 Дөләт берлинда иран ядро мәсилиси музакирисини башливәтти
- Генерали вилям фалон: иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишни халаймән