Хитай, русийиниң иранға қаратқан ядро пиланини қоллайдиғанлиқини билдүрди
2006.01.26
Хитай даирилири, русийиниң иранға русийә земинида ораниюм тавлаш пурсити яритип бериш пиланини қоллайдиғанлиқини билдүрүп "бу пилан иран ядро мәсилиси түпәйли мүрәккәплишип кетиватқан вәзийәтни яхшилайду" дәп көрсәтти.
Әнглийә б б с радио - телевизийә ширкити 26- январ күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, "бейҗиңбу мәсилини һәл қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрситиватиду" деди.
Бу арида хитай тәрәп, иранниң ядро пилани бойичә юқири дәриҗилик әмәлдари лариҗаниниң, җүмә күни русийидин айрилип бейҗиңға келип, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән, иран ядро мәссилиси үстидә музакирә елип баридиғанлиқини билдүрди.
Америка вә яврупа дөләтлири, иран ядро мәсилисиниң б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә тапшурулушини вә иранға қарита имбарго йүргүзүшни тәшәббүс қиливатқан болуп, бирақ хитай буниңға қарши туруп кәлгән иди.
Америка даирилири йәнә, иранниң ядро қораллирини тәрәққи қилдуруши, хитайниң оттура шәрқ дөләтлиридин нефит импорт қилиш ишлириға зиянлиқ дәп көрсәтмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран русийиниң ядро мәсилисидики тәклипини қарши алди
- Иран ғәрб дөләтлирини йәнә сөһбәткә дәвәт қилди
- Америка һөкүмити иран ядро мәсилсини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип беришни тәләп қилди
- Америка, әнглийә вә франсийә иранниң сөһбәт тәклипини рәт қилди
- Америка, яврупа иттипақи, русийә вә хитай вәкиллири иранниң ядро мәсилисини көрүшти