Хитай билән русийә иранни қайил қилиш үчүн һәрикәтләнмәктә
2006.02.24
Русийә вә хитай ядро мәсилисидә оттуриға қоюлған бир тәклипни қобул қилишқа қайил қилиш үчүн иранда елип бериватқан паалийәтлирини тезләтти. Хәвәрләргә қариғанда, әгәр иран бу тәклипни қобул қилса, б д т ниң бу дөләткә қарши имбарго йолға қоюшиниң алдини елиш мумкин икән.
Ройтирес агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 24 - феврал күни, русийә атом енергийә идарисиниң рәиси сирги кирийинко вә хитай муавин ташқи ишлар министири лу гавзиң ядро мәсилисидә иран рәһбәрлири билән сөһбәтлишиш үчүн тиһранға кәлди.
Иран билән енергийә вә сода мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн тиришиватқан русийә билән хитай иранға қарши имбарго йолға қоюлушини қоллимайду. Әмма иранниң хәлқара җамаәтниң ядро мәсилсидики тәләплиригә писәнт қилмай, ядо программисини әслигә кәлтүрүш қарарида чиң туруши, русийә вә хитайниң ғәрб дөләтлириниң ядро мәсилсидики тәләплиригә аваз қошушиға сәвәб болған.
Әмма хитай вә русийә йәнила, б д т бихәтәрлик кеңишиниң иранға қарита имбарго йолға қоюшиниң алдини елиш үчүн иранни русийиниң тәклипини қобул қилишқа рази қилиш үчүн тиришмақта. Русийә, ирандики ядро риякторлирида ишлитилидиған уранни русийидә тавлаш тәклипини оттуриға қойған. Иран һөкүмити болса, русийидә елип берилидиған бирләшмә уран тавлаш ишиға хитайниң қатнишишини оттуриға қойған.
Әмма ғәрб дөләтлириниң дипломатлири, иран русийә билән болған сөһбәтни узартиш арқилиқ б д т бихәтәрлик кеңишниң иран тоғрисида бир қарар чиқиришини кечиктүрүшни пиланлаватқан болуши мумкин дейишмәктә. (Қанат)