Хитай иран ядро мәсилисиниң сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилинишини халайдикән
2006.09.05
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни, дунядики чоң дөләтләрниң иран ядро мәсилисини сөһбәт арқилиқ бир тәрәп қилишини халайдиғанлиқини билдүрди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, биз давамлиқ иран ядро мәсилисиниң сөһбәт вә диалог арқилиқ бир тәрәп қилиниши керәкликини тәкитләп келиватимиз, дегән. Бу хитай һөкүмитиниң б д т тәрипидин бекитилгән 31- авғуст мөһлити өтүп кәткәндин кейин, иран ядро мәсилисидә бәргән тунҗи очуқ баянати һесаблиниду.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, б д т бихәтәрлик кеңиши иранға уран тавлашни тохтитиши үчүн 31- авғуст күнигичә мөһләт бәргән иди. Лекин иран рәһбәрлири иранниң ядро техникисиға игә болуш һоқуқи барлиқини тәкитләп, бихәтәрлик кеңиши тәрипидин берилгән мөһләткә қаримай, уран тавлаш паалийитини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди.
Иранниң бу һәрикитигә қарита, америка вә ғәрб дөләтлири, б д т бихәтәрлик кеңишиниң иранға қарши имбарго йолға қоюши керәкликини билдүрмәктә.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси сен маккорниң сәйшәнбә күни вашингтонда бәргән баянатида, б д т бихәтәрлик кеңишиниң иранға уран тавлаш паалийитини тохтитиши үчүн 31- авғуст күнигичә мөһләт бәргәнликини, иран бу қарарни қобул қилмиғанлиқи үчүн әмди иранға қарши имбарго йолға қоюши керәкликини билдүрди.
Лекин хитай вә русийиниң позитисийиси, б д т бихәтәрлик кеңишигә иранға қарши имбарго йолға қоюш қарариниң қобул қилинишини қийинлаштурмақта. Бәзи мутәхәссисләрниң ейтишичә, иран хитай вә русийиниң позитсийини бурунла билгәнлики үчүн бихәтәрлик кеңиши тәрипидин уран тавлаш паалийитини тохтитиш тоғрисида берилгән мөһләткә писәнт қилмиған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран уран тавлаш паалийитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә
- Иран америкиниң ядро мәсилиси түпәйлидин иранға қарши иқтисадий җаза йолға қоюш тәһдитини тәнқид қилди
- Русийә нөвәттә иранға қарши имбарго йолға қоюлишиға қарши чиқти
- Иранниң диний рәһбири иран ядро программисини давамлаштуриду, деди
- Б д т ирандин уранюм тавлаш мәшғулатини бир ай ичидә тохтитишни тәләп қилди









