" Иран йеңидин йошурун һәрбий ядру мәркизи ясаватиду "
2007.09.27
Оран тавлаш паалийитини тохтитиш тоғрисида, хәлқара җамаәтниң иранға қаратқан бесими күчийиватқан бир пәйттә, ирандики һакимийәткә қарши күрәш қиливатқан тәшкилатларниң бери болған иран миллий қаршилиқ көрситиш кеңиши, пәйшәнбә күни иранниң йеңи бир йошурун һәрбий ядру мәркизи ясаватқанлиқини илгири сүрди.
Иран миллий қаршилиқ көрситиш кеңиши тәрипидин франийисиниң пайтәхти париж шәһиридә елан қилинған баянатта, йеңи йошурун йәр асти ядро мәркизиниң иранниң натанс оран тавлаш мәркизиниң җәнубий райониға җайлашқан сия ко дәп аталған тағ тезимисиниң аситида ясиливатқанлиқи билдүрүлгән. Баянатта ейтилишичә иран һөкүмити 2006- йилиниң ахирлирида мәзкур йошурун ядро мәркизини ясашқа башлиған болуп, 6 ай ичидә пүтүши мумкин икән. Баянатта шундақла бу мәсилә һәққидики пүтүн учурларниң хәлқара атом енергийиси идарисиға әвәтилгәнлики тәкитләнгән.
Лекин, америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хәлқара атом енергийиси идариси хадимлири, иран миллий қаршилиқ көрситиш кеңишиниң баянати тоғрисидики суалларға җаваб қайтуруштин өзини қачурған.
Хәвәрләргә қариғанда, гәрчә иран миллий қаршилиқ көрситиш кеңиши юқирида тилға елинған йошурун ядро мәркизи һәққидә тәпсилатлиқ вә пакитлиқ учурларни оттуриға қоймиған болсиму, әмма бәш йил бурун мушу тәшкилатниң натанс ядро мәркизиниму өз ичигә алған ирандики йошурун икки ядро мәркизи һәққидә тарқатқан учурлири, иранниң 20 йилдин бери йошурун елип барған ядро паалийитиниң ашкарилинишиға сәвәб болған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иран даирилири чәт мәмликәтләргә агаһландуруш бәрди
- Америка һөкүмити бир қисим урушчи әскәрлирини ирақтин чекиндүрүшни қарар қилди
- Иран җасуслуқ қилмиши билән әйиблинип солақта туруватқан икки нәпәр хитайни қоюп бәрди
- Америка, иран ислам инқилаби қоғдиғучи қошунини "террорчи" тәшкилатлар тизимликигә киргүзүши мумкин
- Иран икки хитай җасусиниң қолға елинғанлиқини елан қилди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Хитай- франсийә ядро келишими кечиктүрүлди
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти