Ирақта тоқунуш йәнә давамлашмақта


2004.08.24

Америка әскәрлири билән ирақ әскәрлири, ирақниң нәҗәф шәһиридики имам әли мәқбәрисини қоршав астиға алди .

20 Күндин буян, шиә мусулманлири имам әли мәқбәрисини қамал қилип, бу йәрдин айрилишни рәт қилип кәлмәктә, бирақ ирақ әскәрлири имам әли мәқбәрисигә йеқинлишип, әл садир һимайичилириниң дәрһал бу йәрдин айрилишини, болмиса һуҗумға учрайдиғанлиқини агаһландурған иди .

24 - Авғуст күни әтигән, қаршилиқ көрсәткүчи қораллиқ күчләр,ирақ муһит башқуруш министири вә маарип министириниң машина әтритигә һуҗум қилған гәрчә икки министир һаят қалған болсиму, һуҗум җәрянида 5 адәм өлгән .

Ирақтики җидди вәзийәт йәнила давамлишиватқан болуп, қаршилиқ көрсәткүчи қораллиқ күчләр һәр йәрдә һуҗум һәрикәтлири елип бармақта, тутуш буйруқи чиқирилған әлқаидә терористлиридин зәркавейға мунасивәтлик тәшкилатлар, муһит министири вә маарип министириниң машина әтритигә һуҗум қилғанлиқини билдүрүп, кейинки һуҗумда чоқум нишанни йоқитидиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.