Сабиқ ирақ диктаториниң ярдәмчиси иззәт ибраһим әл дори қолға чүшти
2004.09.05
Ирақ дөләт мудапиә министирликиниң йәкшәнбә күни ашкарлишичә , сабиқ ирақ диктатури саддам һүссәйинниң муавини иззәт ибраһим әл дори әсиргә елинған.
Ирақ даирилири , әл дорини қолға чүшүрүш һәрикитидики тоқунушта 70 дәк адәмниң өлгәнликини билдүрмәктә . Ирақ дөләт мудапиә министирлики , әл дориниң ирақ миллий аманлиқ қисимлири билән америка әскәрлири биргә елип барған текриттики бир һәрикәттә қолға чүшкәнликини елан қилди . Иззәт ибраһим әл дори , сабиқ ирақ диктатури саддам һүссәйинниң әң юқири дәриҗилик ярдәмчиси болуп , саддам һүссәйин һакимийити ағдурулғандин бери һазирғичә қолға чүшмигән сабиқ ирақ һөкүмитиниң әң юқири дәриҗилик әмәлдари .
Ирақ ички ишлар министирлики , икки тәрәп оттурисидики тоқунушта дәк 70 адәмниң өлгәнликини , әл дориниң қоллиғичилиридин 80 кишиниң әсиргә елинғанлиқини елан қилди . Америка даирилирини , әл дорини ирақтики иттипақдаш күчләргә қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң арқисидики ачқучлуқ шәхс дәп қаримақта иди . Бу йил 62 яшқа киргән әл дори саддам һүссәйинниң өмридики әң йеқин дости болған, шундақла ирақ инқилаби кометитиниң муавин рәислик вәзиписини өтигән . Әл дори америка қисимлири тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған тизимликтики 6 - киши болуп , тизимликтики алдинқи бәш һәммиси америка қисимлири тәрипидин әсиргә елинған яки өлтүрүлгән иди.(Әркин)