Ирақта қаза тапқан америка әскәрлири миңдин ашти
2004.09.08
Америка дөләт мудапиә министирлики, ирақ уруши башлинип һазирғичә ирақта қаза тапқан америка әскириниң сани миңдин ашқанлиқини билдүрди.
Буниңдин сирт, 18 ай ичидә 7 миңдин көп америка әскири яриланған. Болупму ирақ әскәрлиригә һуҗум қилиш һәрикәтлири мушу бир һәптә ичидә бир қәдәр көп йүз бәргән болуп, дүшәнбә вә сәйшәнбә күнидики тоқунуштила 34 нәпәр америка әскири қаза тепип, 170 нәччиси яриланған.
Ақ сарай, ирақта қаза тапқан америка әскәрлиригә матәм билдүрүш билән биргә, бу қаза тапқучиларни хатирләйдиған әң яхши усулниң, террорлуққа қарши урушни давамлиқ елип берип, техиму бихәтәр дуня бәрпа қилиш икәнликини билдүрди.
Қаза тапқан америка әскәрлири саниниң миңға йетиши, нөвәттики прездент җорҗ W бушниң ираққа һуҗум қилиши тоғрисида америкида йәнә бир мәйдан бәс-муназирә пәйда қилди.
Бу арида америка армийиси чаршәнбә күни ирақниң фалуҗа шәһиригә һавадин давамлиқ һуҗум қилди. Америка һәрбий даирилириниң билдүришичә, буниңдин бир күн авалқи һуҗумда, америка әскәрлири бу йәрдә йүздин ошуқ топилаңчиларни етип өлтүргән. (Пәридә)