Ирақта тоқунуш давамлашмақта
2004.09.21
21 - Сентәбир күни, партлатқуч бомба қачиланған бир машина бағдад айродуруминиң йолида партлап, икки америка әскири қаза қилған, 4 америка әскири яриланған.
Америка һәрбий даирлириниң билдүрүшичә, өткән һәптә партлатқуч бомба қачиланған йәнә бир машина охшаш йәрдә партлап, 3 нәпәр америка әскирини яриландурған иди.
Бу арида, ирақ сақчилири билән дөләт бихәтәрлик әтрити, бағдадтики бир мәсчитни партлитиш пиланини битчит қилғанлиқини илгири сүргән .
Ирақта тәрәп - тәрәптә партлаш вә тоқунушлар йүз бәргәндин сирт, зәркавей билән мунасивәтлик қаршилиқ көрсәткүчи күчләр, ғәрблик вә америкилиқларни гөрүгә еливелип, әгәр шәртлири бәҗа кәлтүрүлмисә, гөрүгә елинғанларни өлтүрветидиғанлиқи һәққидә тәһдит салмақта.
Өткән һәптә ислам тор бәтлириниң биридә, гөрүгә елинғучи америкилиқ амистирланниң өлтүрүлүш җәряни көрситилгән. (Әқидә)
- Бағдадта йәнә партлитиш вәқәси йүз бәрди
- Ирақта партлаш вәқәси йүз берип, 47 адәм һаятидин айрилди
- Ирақта америка әскәрлири билән қораллиқ күчләр тоқунуши давамлашмақта
- Сабиқ ирақ диктаториниң ярдәмчиси иззәт ибраһим әл дори қолға чүшти
- Ирақта гөрүгә елинған түркийилик тутқунлар өлтүрилди
- Ирақниң вақтлиқ парламент әзалири қәсәм ичип вәзипә тапшуривалди
- Ирақниң нөвәттики вәзийити
- Ирақта тоқунуш йәнә давамлашмақта
- Ирақ сақчилири нәҗәфтики имам әли мәқбәрисигә кирди
- Бағдаттики партлашта йәттә киши өлди