Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлири күчәймәктә


2004.09.27

Ирақтики омомий сайламниң йеқинлишишиға әгишип, қаршилашқучи күчләрниң ирақ бихәтәрлик қисимлириға қарши һәрикәтлири күчийишкә башлиди. Дүшәнбә күни өктичи күчләрниң мусул , фалуҗа вә бағдат шәһириниң әтрапида қозғиған һоҗумлирида аз дигәндә ирақ аманлиқ күчлириниң сәккиз нәпәр хадими өлгән.

Америка с н н хәвәр ториниң хәвиригә қариғанда,қаршилашқучи күчләр фалуҗа шәһиридики бир тәкшүрүш понкитида өзини өлтүривелиш характерлик машина партлитиш вәқәсини садир қилип, ирақ аманлиқ күчлириниң төт хадимини өлтүргән. Мусулда йүз бәргән машина партлаш вәқәсидә ирақ аманлиқ күчлириниң үч адими өлгән, йәттә адәм яриланған.

Қаршилашқучи күчләр ирақ аманлиқ күчлиригә қарши һәрикәтләрни күчәйтиватқан бир пәйттә, америка армийиси дүшәнбә күни бағдат шәһириниң шийә мусулманлириниң радикал рәһбири муқтада әл-садир контроллуқидики раюнлириға һоҗум қилған. Бураюндики дохтурхана даирилириниң билдүришичә, һоҗумда бәш адәм өлгән, 40 нәччә адәм яриланған.

Америка һәрбий даирилири ирақта киләр йили 1 - айда елип берилидиған омомий сайламниң һарписида зораванлиқ һәрикәтлириниң техиму әвҗ елиши момкинликини билдүрмәктә.

Бу арида,америка ташқи ишлар министири колин павил, ирақтики қарилашқучи күчләрниң димократик түзүмниң қурулушиға тосқунлуқ қилишқа уруниватқанлиқини билдүрди һәмдә америкиниң ирақтики сайламдин бурун, қаршилашқучи күчләрниң контроллуқидики фалуҗа қатарлиқ шәһәрләргә кәң көләмлик һоҗум қозғайдиғанлиқини көрсәтти. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.