Ирақта партлаш вәқәлири давамлиқ йүз бәрмәктә
2004.10.04
Ирақниң пайтәхти бағдад вә шималидики шәһәр мусулда дүшәнбә күни арқа- арқидин партлаш йүз берип, аз дегәндә 17 адәмниң өлүши вә йүзгә йеқин адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарди.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 14 адәм дүшәнбә күни бағдадта йүз бәргән икки қетимлиқ машина партлаш вәқәсидә өлгән. Тунҗи қетимлиқ партлаш ирақ дөләт аманлиқни қоғдаш қисимиға тизимлитиш понкитиниң әтрапида йүз бәргән. Иккинчи қетимлиқ партлаш болса, меһманханилар районида йүз бәргән болуп, партлашта алтә адәм өлгән.
Мусулдики йәрлик әмәлдарлар, мусул шәһиридики партлашта аз дегәндә үч адәмниң өлгәнликини, буниң ичидики икки кишиниң партлитишни садир қилған кишиләр икәнликини билдүргән. Уларниң машинисидики бомба муддәттин бурун партлап кәткән.
Ирақта омумий сайламниң йеқинлишиши билән һәр хил зораванлиқ һәрикәтләр әвҗ алған болуп, дүшәнбә күни ирақтики сақчиларниң бир қомандани бағдад шәһири әтрапида қәстләп өлтүрүлгән. Буниңдин сирт, америка армийиси муқтада әл садир башчилиқидики радикал шиә мусулманлири игилигән фалуҗа шәһиригә һавадин һуҗум қилған. Бомбардиманда йәттә адәм өлгән. Америка армийә даирилири, бу қетимқи бомбардиманда қаршилашқучи күчләр ишлитиватқан икки бинаниң нишан қилинғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдат шәһиридә арқа-арқидин партлаш йүз бәрди
- Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлири күчәймәктә
- Ирақта тоқунуш давамлашмақта
- Бағдадта йәнә партлитиш вәқәси йүз бәрди
- Ирақта партлаш вәқәси йүз берип, 47 адәм һаятидин айрилди
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Америка дипломатик әмәлдари хитайдики зияритини башлиди
- Ирақта америка әскәрлири билән қораллиқ күчләр тоқунуши давамлашмақта
- Сабиқ ирақ диктаториниң ярдәмчиси иззәт ибраһим әл дори қолға чүшти
- Ирақта гөрүгә елинған түркийилик тутқунлар өлтүрилди