Америка әскәрлири, әл - закавийниң йәнә бир ярдәмчисини йоқатти


2004.10.26

Ирақта турушлуқ америка қисимлириниң билдүрүшичә, бир қетимлиқ һуҗумда, террорчи әл - закавейниң бир ярдәмчиси өлтүрүлгән. Америка әскәрлириниң һуҗумидин илгири, дүшәнбә күни фаллуҗаһ шәһиридә йүз бәргән бир қатар террорлуқ һәрикәтлири он бир адәмниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған иди.

Армийә даирлириниң ейтишичә, әл- закавейниң қол астидики террорчилар, авистрийиниң бағдатта турушлуқ әлчиханисиниң машинисини партилтивәткән болуп, партлашта 3 ирақлиқ һаятидин айрилған, буниңдин сирт бағдатта охшаш болмиған партлаш вәқәлири йүз берип, бир америка әскири вә бир истонийә әскири, мусулда 3 ирақлиқ, рамадида 3 киши һаятдин айрилған . (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.