Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди


2004.11.02

Амрекида перзидент сайлими боливатқан бир күндә ирақниң пайтәхти бағдад шәһиридики маарип министирлиқиға йеқин җайда, машина партлитиш вәқәси йүз берип,бәш адәмниң өлүшигә вә нурғун адәмниң ярилинишиға сәвәб болди.

Ройтирт ахбарат агентлиқиниң хәвиридә бу қетимқи партлашта өлгүчиләрниң аз дигәндә иккисиниң аял икәнлики, яриланғанлар арисида балиларниңму барлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә билдүрүлишичә партлаш бағдад вақти чүштин бурун саәт 9 дин 30 минут өткәндә йүз бәргән. Маарип министирликиниң бир хадими партлашта қаза қилған һәм яриланғанлар йигирмидин ашиду дәп билдүргән.

Бу паҗиәдә йәнә маарип бинаси вә бир қанчә машинилар от алғандин башқа, партлаш йүз бәргән кочидики су турбилири йерилип, кочини су бесип кәткән. Һазирға қәдәр ирақта һечқандақ бир гуруһ яки шәхс бу партлитиш вәқәсини өз үстигә алмиди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.