Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди
2004.11.07
Ирақ вақитлиқ һөкүмити, ирақтики зораванлиқ вәқәлири күчәйгәнлики сәвәбидин мәмликәт бойичә аз дигәндә 60 күнлик җидди һаләт йүзгүзүлдиғанлиқини җакалиди. Бирақ җидди һаләт күртләрниң контроллуқидики шимали ирақни өз ичигә алмиған.
Ирақ вақитлиқ һөкүмитиниң баянатчиси таһир наҗиб, җидди һаләтниң җинайәтчиләр вә террорчилар кәң - көләмдә адәм өлтүрүш вә асаси әслиһәләргә бузғунчилиқ һәрикити елип бериватқанлиқи сәвәбидин елан қилинғанлиқини билдүргән. Ирақтики америка қисимлири фалуҗаһ шәһиридики қаршилиқ көрситиш күчлиригә қарши кәң - көләмлик һәрбий һәркәт қозғаш алдиди туриватиду. Фалуҗаһ америка қисимлири тәрипидин пүтүнләй қоршивелинған. Бу америка қисимлириниң 1968 - йилдин кейин елип барған әң зор көләмдики һәрбий һәрикити болуп қелиши мумкин.
Фалуҗаһдики бәзи нишанлар америка уруш айрупиланлири тәрипин бомбардиман қилинған. Бу арида ирақтики қаршилиқ көрситиш күчлириниң бағдат һөкүмити вә ирақтики америка нишанлириға қаратқан һуҗуми күчәйди. Йәкшәнбә күни ирақниң ғәрбийдики әл - әнбар өлкисиидә бир сақчи понкити қаршилиқ көрситиш күчлириниң һуҗумиға учриди, һуҗумда 21 сақчи өлтүрүлгән. Әл анбарға әтрапидики һәқланийидә 6 сақчи өлтүрүлгән. Шәнбә күни самарадики партлашда аз дигәндә 43 адәм өлгән. Көзәткүчиләр, қаршилиқ көрситиш күчлириниң ахирқи 24 саәт ичидики һуҗуми, америка қисимлириниң фалуҗаһға қаритилған һәрбий бесимини йәңгиллитиш үчүн, дәп қаримақта. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди
- Америка әскәрлири, әл - закавийниң йәнә бир ярдәмчисини йоқатти
- Ирақниң ички вәзийити давамлиқ җиддиләшмәктә
- Америка тәкшүргүчиси ирақниң ядро қоралларға игә әмәсликини билдүрди
- Ирақта партлаш вәқәлири давамлиқ йүз бәрмәктә
- Бағдат шәһиридә арқа-арқидин партлаш йүз бәрди
- Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлири күчәймәктә
- Ирақта тоқунуш давамлашмақта
- Бағдадта йәнә партлитиш вәқәси йүз бәрди
- Ирақта партлаш вәқәси йүз берип, 47 адәм һаятидин айрилди