Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди
2004.11.08
Ирақтики америка қисимлири дүшәнбә күни уруш айропиланлири, танка вә топлар билән ирақ қаршилашқучи күчлириниң контроллиқидики фәлуҗаһ шәһригә қарита кәң көләмлик һуҗум башливәтти .
Америка һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, америка қисимлириниң бүгүнки һуҗумида һазирғичә 42 җәңчи өлгән болуп, 4 чәтәллик җәңчи әсир елинған . Америка қисимлири шундақла бүгүнки һуҗуми җәрянида, фәлуҗаһ шәһиридики бир дохтурханиниң контроллиқини қолға чүшүргән .
Америка һәрбий хадимлириниң ейтишичә, фәлуҗаһ шәһиридә көпинчиси чәтәлликләрдин тәшкил тапқан 3000 әтрапида наһайити яхши тәрбийиләнгән җәңчи бар икән .
Ирақ вақитлиқ һөкүмитиниң рәиси әллави мухбирларға бәргән баянатида, фәлуҗаһни террорчилардин тазилаш үчүн ирақ қисимлириға вә ирақтики иттипақдаш дөләтләрниң һәрбий күчлиригә фәлуҗаһқа һуҗум қилиш үчүн рухсәт қилдим диди .
Хәвәрләргә қариғанда, фәлуҗаһ шәһиридики қаршилашқучи күчләр америка қисимлириниң хели узундин бери фәлуҗаһ шәһиригә һуҗум қилиш үчүн тәйярлиқ көриватқанлиқини биләтти . Уларму узундин америка қисимлириниң һуҗумиға қарши шәһәрдә мудапиә тәдбирлири алған . Шуңа фәлуҗаһтики уруш наһайити қаттқ вә қанлиқ болуши мумкин . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди
- Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди
- Америка әскәрлири, әл - закавийниң йәнә бир ярдәмчисини йоқатти
- Ирақниң ички вәзийити давамлиқ җиддиләшмәктә
- Америка тәкшүргүчиси ирақниң ядро қоралларға игә әмәсликини билдүрди
- Ирақта партлаш вәқәлири давамлиқ йүз бәрмәктә
- Бағдат шәһиридә арқа-арқидин партлаш йүз бәрди
- Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлири күчәймәктә
- Ирақта тоқунуш давамлашмақта
- Бағдадта йәнә партлитиш вәқәси йүз бәрди