Америка вә ирақ армийиси фаллуҗаниң мәркизигичә һуҗум қилип кирди
2004.11.10
Чаршәнбә күни ирақта турушлуқ америка армийиси билән ирақ армийиси бирликтә фаллуҗаниң мәркизигичә бесип кирип, шәһәрниң йеримидин ошуқини контрол қилди.
Ройтерис ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка армийиси йәнә, фаллуҗадики қораллиқ қаршилашқучи күчләргә давамлиқ түрдә һавадин вә қуруқлуқтин һуҗум қилмақта.
Америка һәрбий даирилириниң мәлум қилишичә, фаллуҗадики икки күнлүк көрәштә җәмий 11 нәпәр америка әскири вә икки нәпәр ирақ әскири қаза тапқан. Шундақла америка вә ирақ армийиси фаллуҗа шәһәрлик һөкүмәт һәмдә бир қисим асаслиқ көврүк, қурулуш биналири вә мәсчитләрни ишғал қилип, көп миқдарда қорал вә партлатқуч боюмларни қолға чүшүргән.
Буниңдин сирт йәнә, ирақтики қораллиқ унсурлар чаршәнбә күни, ирақ вақтлиқ һөкүмитиниң баш миниситири аяд алавиниң бир нәччә туққанлирини гөрүгә елип, алавиниң фаллуҗадин армийә чекиндүришини, болмиса униң туққанлирини өлтүрүп ташлайдиғанлиқини тәһдит қилған.
Ирақта арқа-арқидин йүз бериватқан партлаш вәқәлири вә келәр йил бешидики сайлам сәвәбидин, аяд алави икки күнниң алдида фаллуҗани һәрбий һаләткә өткүзүп, бу йәрдики қораллиқ қаршилашқучи унсурларға һуҗум қилиш буйриқини чиқарған иди.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақниң вақитлиқ һөкүмити фәллуҗаһдики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң қорал ташлишини тәшәббүс қилди
- Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди
- Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди
- Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди
- Америка әскәрлири, әл - закавийниң йәнә бир ярдәмчисини йоқатти
- Ирақниң ички вәзийити давамлиқ җиддиләшмәктә
- Америка тәкшүргүчиси ирақниң ядро қоралларға игә әмәсликини билдүрди
- Ирақта партлаш вәқәлири давамлиқ йүз бәрмәктә
- Бағдат шәһиридә арқа-арқидин партлаш йүз бәрди
- Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һәрикәтлири күчәймәктә
- Ирақта тоқунуш давамлашмақта