Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди


2004.11.11

Ирақтики америка қисимлириниң фалуҗада қурған баш штаби қораллиқ күчләрниң һәр тәрәплимә һоҗумиға учриди. Қораллиқ күчләр һәр тәрәптин баш штаб бинасиға қаритип оқ чиқарған.

Әнгилийә б б с радио телвезийисиниң хәвиригә қариғанда, америка башчилиқидики бирләшмә қошун фалуҗаға һоҗум қилип, мәзкүр шәһәрниң көп қисим җайлирини игилигәндин кийин, қаршилашқучи күчләр қайтидин тәшкилләнгән болиши момкин икән.

Шуниң билән бир вақитта, америка әскәрлири фалуҗаға қаратқан һоҗумини давамлаштурди. Америка қисимлири айрупилан вә топ-зәмбирәкләр билән қаршилашқучи күчләр йошурунған җайларни бомбардиман қилди. Америкиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдари, америка әскәрлириниң фалуҗадики төт күнлүк һәрикити җәрянда, нәччә миңлиған қораллиқ күчләрни йоқутуп, әсргә алғанлиқини билдүрди. Әмма йәнә бир қисим һәрбий әмәлдарлар һоҗумда бәш йүз қораллиқ унсурниң өлгәнликини билдүрмәктә.

Буниңдин сирт, ирақтики қаршилашқучи күчләр йәнә бир қанчә шәһәрләрдә һоҗум башлиған. Бағдат шәһиридики бир қайнақ базарда машина партлап, аз дигәндә 17 адәм өлгән. Шималдики мусул шәһиридиму қораллуқ күчләр бир қанчә сақчи понкитиға һоҗум қилип, бир қисим қоралларни булап кәткән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.