Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду


2004.11.21

Ирақ сайлам комитити сабиқ садам һүсәйин һакимийити ағдурулғандин кейинки түнҗи қетимлиқ омумий хәлқ сайлиминиң 2005 - йили 1 - айниң 30 - күни өткүзилидиғанлиқини җакалиди.

Әнгилийә б б с радио-телвезийисиниң хәвиригә қариғанда, ирақниң һәр қайси җайлирида сайлиғучиларни тизимға алдуруш хизмити давамлашмақта. Бирақ, бир қисим җайлардики тизимға елиш понкитлири зораванлиқ тоқунушлар сәвәбидин вақтинчә тақалған.

Хәвәрдин мәлум болушичә, нөвәттә җәмий 100 дин артуқ партийә бу қетимқи омумий сайламға қатнишишқа тизимлатқан.

Йеқиндин боян ирақниң һәр қайси җайлиридики зораванлиқ тоқунушларниң әвҗ елиши билән барғансири көп кишиләр сайламниң илгири вәдә қилинғандәк 1 - айда өткүзилишидин гуман қилишқа башлиған иди. Бирақ сайлам комититиниң баянатчиси фарид аяргәрчә фалуҗа , мусул қатарлиқ җайларда тоқунуш давамлишиватқан болсиму, әмма омомий сайламниң 1 - айда бу раюнлардиму елип берилидиғанлиқини тәкитлигән.

30 - январ күни өткүзилидиған сайламда ирақ парламентиниң вә һөкүмитиниң әзалири сайлап чиқилиду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.