Америка армийиси фалуҗаһта зор бир түркүм қоралларни байқиди


2004.11.25

Америка армийә даирилири, фалуҗаһтики илгири қораллиқ күчләр тәрипидин игиләнгән бир мәсчитниң ичидин зор түркүмдә қоралларни байқиғанлиқини билдүрди.

Ирақтики америка һәрбий әмәлдариниң билдүрүшичә, улар фалуҗаһ шәһиридики тазилаш һәрикити җәрянида зор түркүмдики милтиқ, бомба, гранат , еғир типлиқ зәмбирәкләр вә 700 данидәк зәмбирәк оқини байқиған.

Америка даирилири, қораллиқ унсурларниң бу қораллар билән ирақ даирисидә омуми йүзлүк зораванлиқ һәрикити елип беришқа йитидиғанлиқини билдүрмәктә.

Америка қошунлири өткән айда фалуҗаһтики өктичи қораллиқ күчләргә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиған иди. Гәрчә һазир кәң көләмлик һәрбий һәрикәт аяқлашқан болсиму, әмма қораллиқ унсурларни тазилаш һәрикити давамлашмақта.

Шуниң билән бир вақитта, ирақ қизил һилал җәмийити фалуҗа шәһиридики инсанпәрвәрлик ярдимини башлиғанлиқини, хадимлириниң ашлиқ йәткүзүш вә өлгәнләрни дәпнә қилиш ишлириға ярдәм қиливатқанлиқини билдүрди.

Бу арида хитай һөкүмити баянат елан қилип, ирақниң болғуси сайлими үчүн, йәнә бир милйон доллар ярдәм беридиғанлиқини билдүрди. Буниң алдида хитай һөкүмити ирақниң бир қисим қәрзлирини бикар қилип, ирақниң қайта қурулуш ишлириға 25 милйон доллар ярдәм беришқа вәдә бәргән. Лекин бу ярдәмниң қанчиликиниң әмәлийләшкәнлики техи ениқ әмәс. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.