Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди


2004.11.28

Ирақ вақитлиқ һөкүмитиниң баянатчиси ирақтики сүнний мусулманлири вә курд тәшкилатлириниң омомий сайламни кечиктүрүш һәққидики тәлипини рәт қилди.

Сүнний мусулманлири вә курд тәшкилатлири ирақта барғансири әвҗ еливатқан зораванлиқ тоқунушларни көздә тутуп, 1 - айниң 30 - күнигә бекитилгән түнҗи омомий сайламни аз дегәндә алтә ай кечиктүрүшни тәләп қилған иди.

Бир қисим тәшкилатлар, нурғун ирақлиқларниң зораванлиқ вәқәләрдин қорқуп, биләт ташлашқа баралмаслиқидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән. Бирақ, ирақтики көп санлиқни игиләйдиған шиә мусулманлири болса буниңға қарши чиққан.

Ирақ вақитлиқ һөкүмитиму шәнбә күни баянат елан қилип, сайламниң вақтини кечиктүрүш арқилиқ техиму көп пуқраларниң сайламға қатнишишини қолға кәлтүргили болидиғанлиқини ишәнмәйдиғанлиқини билдүргән.

Шуниң билән бир вақитта, ирақтики өктичи күчләр давамлиқ түрдә америка қошунлири вә ирақ вақитлиқ һөкүмитигә қарши һуҗум қозғимақта. Америка һәрбий әмәлдарлириниң билдүришичә, йәкшәнбә күни америкиниң бир машина әтрити бағдат айродромиға бериш йолида, бомба қачиланған машининиң һоҗумиға учрап, вәқәдә аз дегәндә икки америка әскири яриланған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.