Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
2004.11.29
Бүгүн, ирақниң пайтәхти бағдадниң ғәрбий райониға җайлашқан рамади шәһридә йүз бәргән партлашта төт ирақ миллий армийисиниң әскири, төт ирақ пуқраси вә икки америка әскири өлди.
Ирақтики қаршилашқучи күчләрниң һуҗумлирини үзлүксиз двамлаштуриши түпәйлидин, ирақтики сиясий партйиләрниң асаслиқ қисми киләр йили 30- январ күни өткүзүлүши пиланланған сайламниң кечиктүрүлүшини тәләп қилған иди. Лекин ирақ һөкүмити шундақла америка, ирақтики сиясий партийиләрниң бу тәлипини рәт қилди.
Америка ташқи ишлар министири колин павел ирақтики сайламниң кичиктүрүлүши үчүн һечқандақ бир сәвәп мәвҗут әмәс диди.
Ирақта қаршлашқучи күчләрниң һуҗумлири үзлүксиз давамлишиватқан болсиму, әмма ирақ баш министири әяд әлавй, фәллуҗаһ шәһри америка қисимлири тәрипидин ишғал қилинғандин бири, ирақта тоқунушларниң пәсийиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Лекин, хәвәрләргә қариғанда, гәрчә ирақтики қаршилашқучи күчләр фәллуҗаһ шәһрини тарқтқузуп қойған болсиму, һуҗумлирини үслүксиз давамлаштуриватиду. Америка һәрбий хадимлириниң билдүрүшичә, дүшәнбә күни йәнә бағдадниң җәнуби районидики тоқунушларда 13 америка әскири яриланған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Америка армийиси фалуҗаһта зор бир түркүм қоралларни байқиди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду
- Америка һәрбий қисимлири мосулдики қаршилиқ көрсәткүчиләргә һуҗум қилди
- Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди
- Америка вә ирақ армийиси фаллуҗаниң мәркизигичә һуҗум қилип кирди
- Ирақниң вақитлиқ һөкүмити фәллуҗаһдики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң қорал ташлишини тәшәббүс қилди
- Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди
- Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди
- Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди