Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
2004.11.30
Биринчи айниң ахири мусул вә ирақниң башқа җайлирида сайлам өткүзүлмәкчи. Бирақ, мусулда турушлуқ америка қомандани, генерал хамудун б б с радио телевизийә ширкитиниң мухбириға "һазирқи шараиттин қариғанда мусул вә шуниңдәк башқа районларда сайлам үчүн беләт ташлаш әсла мумкин әмәстәк қилиду" дегән.
У сөзидә йәнә "қаршилиқ көрсәткүчи күчләр мусулдики сақчи идарисиға һуҗум қилип, сақчи қисимлирини парчилаш билән биргә қаршилиқ көрсәткүчи күчләрни тармар қилиш стратигийисиниму еғир дәриҗидә бузди" дәп көрсәтти.
Җон юқириқи сөзләрни тәкитләш билән биргә, вәзийәтниң яхшилинип кетишигә ишәнчиси барлиқини, әгәр мусулда сайлам елип берилмиса, ирақниң башқа җайлирида сайлам елип бериш мумкинчиликиниң барлиқини оттуриға қойди.
Америкиниң ирақта турушлуқ қошунлириму, ирақта сайлам елип бериш шараитини һазирлаш үчүн, қалаймиқанчилиқ йүз бериватқан районларда қаршилиқ көрсәткүчи күчләрни тармар қилиш һәрикитини тезләтмәктә. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду
- Америка һәрбий қисимлири мосулдики қаршилиқ көрсәткүчиләргә һуҗум қилди
- Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди
- Америка вә ирақ армийиси фаллуҗаниң мәркизигичә һуҗум қилип кирди
- Ирақниң вақитлиқ һөкүмити фәллуҗаһдики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң қорал ташлишини тәшәббүс қилди
- Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди
- Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди
- Бағдадта партлаш йүз берип бәш адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарди