Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
2004.12.03
Ирақ пайтәхти бағдаттики җүмә күни йүз бәргән икки қетимлиқ партлаш вәқәсидә, 10 сақчини өз ичигә алған 26 адәм өлди. Партлаш вәқәсиниң бири бағдатниң шималидики адамийә районида йүз бәргән болуп, бу йәрдики вәқәдә 14 адәм өлгән. Буниң сәл алдида бағдатниң әл- уммәл районидики бир сақчи понкити, қораллиқ кишиләрниң һуҗумиға учриған.
Бәзи хәвәрләрдә иккинчи қетимлиқ партлашниң бағдаттики шиәләргә тәвә бир мәсчитниң йенида йүз бәргәнлики илгири сүрүлсә, йәнә бәзи хәвәрләрдә партлашниң әл- үммәлдики сақчи понкити әтрапида йүз бәргәнлики илгири сүрүлмәктә. Иккинчи қетимлиқ партлашта 12 адәм өлгән.
Ирақтики исламчиларға тәвә бир тор бети, партлаш вәқәлири абу мусаб зарқави башчилиқидики тәвһид вә җиһад тәшкилати тәрипидин елип берилғанлиқини елан қилған. Бу арида ирақ һөкүмәт армийиси вә америка қисимлири билән болған мусулдики тоқунушта, ирақ қаршилиқ көрситиш күчлириниң 11 адими өлгән. Америка армийисиниң бир әскири шималий ирақтики кәркүктә өлтүрүлгән. Ирақтики муқимсизлиқ келәр йили 30- январда елип берилидиған сайламниң тинч өткүзүлишигә тәһдит дәп қаралмақта. Бирақ президент буш, ирақтики бәзи сүни партийиләрниң сайламни кечиктүрүш һәққидики тәклипини рәт қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду
- Америка һәрбий қисимлири мосулдики қаршилиқ көрсәткүчиләргә һуҗум қилди
- Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди
- Америка вә ирақ армийиси фаллуҗаниң мәркизигичә һуҗум қилип кирди
- Ирақниң вақитлиқ һөкүмити фәллуҗаһдики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң қорал ташлишини тәшәббүс қилди
- Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди
- Ирақ мәмликәт бойичә җидди һаләт елан қилди