Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
2004.12.06
Ирақта қаршилашқучи күчләр һуҗумлирини үзлүксиз давамлаштуриватиду. Йәкшәнбә күниниң өзидила ирақниң тикрит шәһиридә америка һәрбий қисимлириға хизмәт қилидиған 17 нәпәр ирақлиқ өлтүрүлди. Қаршилашқучи күчләр тәрипидин өткән үч күн ичидә елип берилған һуҗумларда 100 гә йиқин киши өлгән. Өлтүрүлгәнлар арисида үч америка әскириму бар.
Ирақта тоқунушларниң үзлүксиз давамлишватқанлиқиға қаримай, ирақниң вақитлиқ президенти ғази әлявәр ирақта 30 - январ күни өткүзүлүши пиланланған сайламни кечиктүрүшни рәт қилди.
Ғази әлявәр дүшәнбә күни америка президенти җорҗ буш билән учиришишиниң һарписида вашингтонда н б с телевизийисидә бәргән баянатида, 30 - январ күни өткүзүлиши пиланланған сайламни кечиктүрүш ирақтики қаршилашқучи күчләр үчүн чоң бир зәпәр һесаблиниду. Шуниң үчүн, биз бу сайламниң вақтида өткүзүлүши үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати шундақла дуня җамаәтчиликидин бизгә ярдәм қилишини сораймиз деди. Ирақ президенти ғази әлявәр чаршәнбә күни вашингтонда америка президенти җурҗ буш билән учришиду.
Америка һөкүмити сайлам җәрянида бихәтәрлик вәзийитини күчәйтиш үчүн ираққа қошумчә 12000 әскәр әвәтип, ирақта мәвҗут әскәрлириниң санини 138 миңдин 150 миң кишигә йәткүзүшни қарар қилғанлиқини җакарлиди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду
- Америка һәрбий қисимлири мосулдики қаршилиқ көрсәткүчиләргә һуҗум қилди
- Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди
- Америка вә ирақ армийиси фаллуҗаниң мәркизигичә һуҗум қилип кирди
- Ирақниң вақитлиқ һөкүмити фәллуҗаһдики қаршилиқ көрсәткүчи күчләрниң қорал ташлишини тәшәббүс қилди
- Ирақтики америка қсмлири фәлуҗаһ шәһиригә қарши кәң көләмлик һуҗум башлиди