"Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
2004.12.15
Ирақ өткүнчи һөкүмити, әли һасан әл-мәҗидни өз ичигә алған сабиқ ирақ президенти садам һүсәйинниң юқири дәриҗилик ярдәмчилири, ирақ уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисигә чиқирилидиғанлиқини елан қилди.
Ирақ дөләт мудапиә министири һазим әл- шалан, сотниң алдимиздики һәптә ичидә башлинидиғанлиқини елан қилған . Әл ичидә "химийичи әли" дигән нам билән тонулған әли һасан әл-мәҗид, сабир ирақ рәһбири садам һүсәйинниң тағиси шундақла униң ишәнчлик ярдәмчиси болған. Әли һасан әл- мәҗид, 1988 - йили шимали ирақниң һәләпчә районидики күрдләрниң исянини бастуруш һәрикитидә, химийилик қораллар ишлитиш билән әйибләнгән. Шу қетимқи вәқәдә 5000 күрд пуқраси өлтүрүлгән иди. Һазим әл шалан, җавабкарларға адвукатлар арқилиқ өзини ақлаш һәққи берилидиғанлиқини билдүргән.
Бирақ б б с ниң хәвәр қилишичә, адвукатлар вакаләтчилири америка ишғалийити астидики сот мәһкимисиниң қанунийлиқини етирап қилмайдиғанлиқини билдүргән. Хәлқара қанунчилар, садам һүсәйинниң ярдәмчилирини һазирқи вәзийәт астида сот қилиш, сотниң адил һөкүм чириқишқа тәсир йәткүзиду, дәп қариған.
Чаршәнбә күни мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит баянат елан қилип, "етник қирғинчилиқ җинайитиниң җавапкарлиқидин қечип қутулуш дәври ахирлишиватиду,"дәп көрсәтти. У йәнә барин исяни, хотән вәқәси вә ғулҗа қирғинчилиқида намайишчиларни өлтүргән әмәлдарларниң җавапкарлиқини сүрүштүрүш дәври келидиғанлиқини агаһландурди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди
- Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди
- Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду
- Америка һәрбий қисимлири мосулдики қаршилиқ көрсәткүчиләргә һуҗум қилди
- Фалуҗадики америка әскәрлири шиддәтлик һоҗумға учриди