Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди


2004.12.17

Җүмә күни ирақниң мосул шәһиридә қораллиқ кишиләр бир машиниға һуҗум қилип, машинидики үч чәтәлликни вә шопурни етип өлтүрди. Күп-күндүздә йүз бәргән бу вәқә җәрянида һуҗум қилғучилар қурбанлардин бириниң бишини кесип ташлиған. Мосул шәһиридә өлтүрүлгән чәтәлликләрниң қайси дөләтниң пуқралири икәнлики техи инқланмиди.

Ирақниң шималий райониға, түркийә чегриси йиқинға җайлашқан мосул шәһири йиқиндин бири ирақтики қаршилашқучи күчләрниң қанлиқ һуҗумлириға шаһид болмақта.

Бу арида ирақтики америка һәрбий хадимлири, америка қисимлириниң алтә һәптә бурун башлиған һуҗуми җәрянида фаллуҗаһ шәһридин қичип чиқип, һазир шәһәр сиртида чидирларда яшаватқан фаллуҗаһ аһалисиниң бир қисминиң өйлиригә қайтишиға рухсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Гәрчә фаллуҗаһ шәһириниң асаслиқ райони америка қисимлириниң контроллиқида болсиму, шәһәрниң бәзи районлирида тоқунушлар һелиму давамлашмақта. Америка қисимлири 30 январдин бурун йәни ирақта өткүзүлиши пиланланған парламинт сайлимидин бурун шәһәрни пүтүнләй өз контроллиқиға елишни мәқсәт қилған һалда паалийәт елип бириватиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.