Ирақтики бир йүрүш партлашларда 40 тин артуқ адәм өлди
2004.12.19
Ирақта йәкшәнбә күни қаршилашқучи күчләр қозғиған бир йүрүш һуҗумларда 40 тин артуқ адәм өлди.
Йәрлик дохтурхана хадимлириниң билдүришичә, наҗәф шәһиридики һәрзити имамәли мәсчитиниң йенида дәһшәтлик партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 30 адәм өлгән.
Шуниң билән бир күндә йәнә, кәрбала шәһиридики бир асаслиқ қатнаш бикитиниң йенида йүз бәргән өзини өлтүривелиш характерлиқ машина партлитиш вәқәсидә, аз дегәндә 12 адәм өлүп, 30 тин артуқ адәм яриланған. Мәлуматларға қариғанда, өлгәнләрниң һәммиси пуқралар икән.
Бағдат шәһириниң мәркизидә болса, қаршилашқучи күчләр ирақ сайлам комитетиниң үч нәпәр әзасини машинисидин тартип чиқирип, уларни етип өлтүргән.
Буниңдин сирт, бир қисим радикал унсурлар, әгәр америка ширкәтлири ирақтики содисини аяқлаштуруп, ирақтин чиқип кәтмисә, мәзкүр ширкәтләрниң өзлири гөрүгә еливалған 10 нәпәр ирақлиқ хизмәтчилирини өлтүриветидиғанлиқи һәққидә тәһдид салған. Әрәп тилидики бир телевизор истансиси мәзкүр гөрүгә елинғанлар тартилған синалғу лентисини қойған.
Ирақтики һәр хил зораванлиқ һәрикәтләр омумий сайламниң йеқинлишиши билән әвҗ еливатқан болуп, анализчилар, гәрчә ирақ һөкүмитиниң бир қисим тәдбирләрни алған болсиму, бирақ бу хил һуҗумлардин сақлиналмайдиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
- Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди
- Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди
- Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Ирақ омомий хәлқ сайлими 30 - январ күни өткүзилиду