Ирақ даирилири йәкшәнбә күнидики партлашлар сәвәбидин 50 кишини қолға алди
2004.12.20
Ирақ бихәтәрлик хадимлири, йәкшәнбә күни шийә мусулманлири олтурақлашқан наҗеф вә кәрбала шәһиридә йүз бәргән өзини өлтүривелиш характерлик партлитиш вәқәлири билән мунасивәтлик дәп қаралған 50 нәпәр гуманлиқ кишини қолға алғанлиқини билдүрди.
Ирақтики шийә мусулманлириниң муқәддәс җайи һисабланған наҗеф вә кәрбала шәһири йәкшәнбә күни арқа- арқидин өзини өлтүривелиш характерлик һоҗумға учриған. Вәқәләрдә өлгәнләрниң сани ишип, нөвәттә 66 гә йәтти. Буларниң ичидә 52 адәм наҗеф шәһиридики партлашта, 14 адәм кәрбала шәһиридики партлашта өлгән.
Ирақ даирилири партлашларниң сүнни мәзһипидики радикал унсурларниң киләр йили 1 - айда өткүзүлидиған омумий сайламға бузғунчилиқ қилиш һәрикәтлири икәнликини билдүрмәктә.
Ирақтики шийә мусулманлириниң рәһбири дүшәнбә күни муритлирини өзини тутивелишқа чақирип, омомий сайламниң һарписида вәзийәтни җиддиләштүрмәсликни тәләп қилди, шундақла шийә мусулманлирини пүтүн күчини сайламға мәркәзләштүрүшкә чақирди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақтики бир йүрүш партлашларда 40 тин артуқ адәм өлди
- Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
- Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди
- Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди
- Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди
- Ирақ вақитлиқ һөкүмити сайламни кечиктүрүшни рәт қилди